«Билал Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән» КММ |
№ 22 | Мавзу: §19 Литосферилиқ тахтилар тоғрилиқ теория билән тонушуш. |
Синип: 6А | Вақити: 22.11.2016 | Йоқлар сани: |
Мәхсәтлири: | Литосферилиқ тахтилар хәритисини пайдилиниш арқилиқ литосферилиқ тахтилар һәққидә чүшәнчә бериш. |
Вәзипилири. | Барлиқ оқуғучилар үгиниду: Хәритидин литосферилиқ тахтиларни ениқлалайду |
|
Көпинчә оқуғучилар үгиниду: Оқеан тегидики чоңқур но вә тизмиларниң, материклардики егиз тағларниң түзүлүш сәвәплирини чүшәндүрәләйду. |
|
Бир аз оқуғучилар үгиниду: Қайтидин көтирилгән тағларниң сәвәвини чүшәндүрәләйду. |
|
Тил мәхсәтлири: | Оқуғучилар билиду Литосферилиқ тахтиларни, океандики чоңқур ноларни, Йәр бетидики егиз тағларни. |
|
Асасий сөзләр вә чүшәнчиләр – Евразия, Һинд-Австралия, Шималий Америка, Жәнубий Америка, Африка, Теч океан, Наска, Антарктика тахтилири; Атлантика океаниоттура тизмиси, Мәркизий Һинд тизмиси, Мариан нори. |
|
Диалог қуруш үчүн синипта қоллинидиған тил түри: уйғур вә рус тиллири |
|
Диалог қуруш соаллири: -Литосферилиқ тахтилар чегарилирида адәттә немиләр орунлашқан? -Физикилиқ хәритидин чоңқур но вә егиз тахтиларни тепип, уларниң һасил болуш сәвәплирини чүшәндүрүңлар. |
|
Немә үчүн ...Диалог оқуғучиларниң синний турғидин ойлаш қабилийитини риважиландуриду |
|
Ярдәмчи: атлас, Дунияниң физикилиқ хәритиси, Литосферилиқ тахтилар хәритиси, дәрислик §19. |
|
|
Алдиңки оқутуш: | Тағ жинислири вә минераллар классификацияси |
Режә |
Дәрис пәйтлириниң қәрәли | Режә бойчә һәрикәтләр | Ресурслар |
Дәрисниң баш қисими | Геграфиялик диктант (жүмлини аяқлаштуруң): Йәр постини толтуруп ятқан тәбиий жисимлар ....... дәп атилиду (тағ жинислири) Тағ жинслирини ...... тәшкил қилиду (минераллар) Тағ жинислири бөлүниду: ....... (магмилмқ, чөкмә, метаморфлиқ) Тағ жинислири | түри | А.Магмилиқ | 1.Мрамор, кварцит | В.Чөкмә | 2.Базальт, гранит | С.Метаморфлиқ | 3.Қум, туз, торф | А-2, В-3, С-1 | Баһалаш вариғи |
Оттура қисими | 1.Литосферилиқ тахтилар тоғрисида муәллимниң сөзи. 2. 55-бәттики литосферилиқ тахтилар хәритиси асаида Йәр бетидики литосферилиқ тахтиларни ениқлаш. 3.43 сүр. пайдилинип, чоңқур ноларниң һасил болушини ениқлаш Физикилиқ хәритидин океандики чоңқур ноларни тепиш вә уларниң сәвәвини чүшәндүрүш. 4. Физикилиқ хәритидин Гималай тағлирини тепиш вә уларниң сәвәвини чүшәндүрүш. 5. Физикилиқ хәритидин Анд тағлирини тепиш вә уларниң сәвәвини чүшәндүрүш. 6. Атлантика океаниоттура тизмиси, Мәркизий Һинд тизмисини тепип, уларниң һасил болуш сәвәвини чүшәндүрүш. | Литосферилиқ тахтилар хәритиси. Дәрислик 56-бәт 43-сүрәт Физикилиқ хәритә, литосферилиқ тахтилар хәритилири |
Ахирқи қисими | Ижадий тапшуруқ: Африка билән Жәнубий Америкиниң қарши қирғақлириниң бир-биригә мувапиқлиғиға қарап қандақ тәхмин ейтишқа болар еди? | Физикилиқ хәритә |
Қошумчә мәллумат |