Вақти Биология (Синип: 9 а, б )
Тәкшүрәлди: _____________
Биотикилиқ оптимум.
Биология пән муәллими: Абамсалимова С.Т
№150 умумий билим беридиған мәктәп
Дәрис мәхсити:
билим бериш: оқуғучиларға биотикилиқ амиллар тоғрисида чүшәндүрүш организмларниң һаятлиқ муһитқа маслишишини чүшәндүрүш, тонуштуруш.
тәрәққий әттүрүш: Оқуғучиларниң пәнгә дегән қизиқишини арттуруш, логикилиқ ойлаш вә ижадийәтлик қабилийәтлирини тәрәққий әттүрүп, өз бети бойичә издинишкә тәлпүндүрүш.
тәрбийә бериш: оқуғучиларни уқуптулуққа, мәдәнийәтликкә, гигиенилиқ тәрбийә бериш арқилиқ тазилиққа вә экологиялиқ тәрбийә бериш арқилиқ адәмгәрчиликкә тәлпүндүрүш, адәмзатқа һажәтлик бар байлиқниң қайнар көзи- тәбиәтни сақлашқа , күтүшкә тәрбийләш.
Дәрисниң түри: йеңи дәрис
Дәрисниң уюштуруш түри: слайд түридә чүшәндүрүш қошумчә тапшурмилар пайдилиниш. сәвийәлик тапшурмиларни орунлаш.
Дәрисниң дидактикилиқ материаллар билән тәминлиниши: ИКТ, ЭД, қошумчә сүрәтләр в.б
Пәнарилиқ бағлиниш: Химия, биология, экология.
Дәрисниң берилиши:
Һәрикәт
Оқуғучилар һәрикити
уюштуруш
Саламлишиш, түгәлләш
Психологиялик тренинг
(физминутка)
Оқуғучиларни түгәлләш, бәлгүләш
1-һәрикәт
Өй тапшурмиси
«Терминлар сөзләйду»
Өй тапшурмисини соримаштин бурун өткән мавзулар бойичә қайтилаш ретидә оқуғучиларниң алған билимини тәкшүрәш вә оқуғучиларниң пикирини тиңшаш.
Тест тапшурмиларни тапшуруш
2-һәрикәт
«Проблемилиқ соаллар»
Қандақ һаят кәчүрүш муһити бар?
Экологиялик факторлар түрлирини атңлар?
Агроценоз аталғуси немини билдүриду?
Антропогенлиқ факторларниң тәбиәткә тәсирини өзәңлар турған йәрни мисалға елип, чүшәндүрүңлар
3-һәрикәт
«санлар сөзләйду»
Тахтида экологиялик сүрәтләр чиқирилиду көрситилгән тепиш керәк айримчилиқлирини.
Йеңи дәрис мавзуси
Барлиқ жанлиқ организмлар өз ара бир-бири вә сиртқи муһит шараитлири билән дайим бағлиништа болиду. Жанлиқ организмларниң ташқи муһит билән мадда вә энергия вә әхбарат алмаштуруп туруши уларниң һаят кәчүрүшиниң асасий хусусийити. Жанлиқ организмларниң өз ара мунасивитини вә уларниң ташқи муһит шараитлири билән бағлинишиши тәтқиқи қилидиған пән саһаси ЭКОЛОГИЯ дәп атилиду.
Бу аталғуни пәнгә дәсләпки қетим 1866- жили немис алими Эрнест Геккель «умумий морфология» дегән әмгигидә киргүзди.
Экология өз алдиға айрим пән саһаси болуп пәқәт 20 әсирниң бешидила шәкилләнди.
Биологиялиқ амиллар дегинимиз жанлиқ организмларниң бир-биригә вә тәбиий муһитқа ижабий вә сәлбий тәсир қилиши.Бу- наһайити мурәккәп жәриянлар жиғиндиси.
4-һәрикәт
«мейигә һужум»
Оқуғучиларға ЭД пайдилинип видео көрситилиду. Оқуғучилар немә чүшәнгәнлигини ейтиду.
«Терминлар сөзләйду»
Экология. Биоэкология. Аутэкология. Демэкология. Синэкология. Нәзәрийәлик экология. Фундаментлиқ экология.
5-һәрикәт
«Йәкүнләш»
I. Сәвийәлик тапшурмилар ( Венн диаграммиси)
Оқуғучиларға экология асаслирини ейтип түрлири билән тонуштуруш.
Экология тоғрисида видео вә Эволюция бойичә видео көрүш
6-һәрикәт
«сәргитиш минути



Экологияға бағлинишлиқ сөзләрни чаққанлиқ билән йезип чиқиду
7-һәрикәт
Өйгә тапшурма
Схемини толтуруңлар (чәклигүчи амилларға хас тегишлик организмларни шуниң удулиға йезиңлар).Ақ ейиқ, Шәпирәң, Колорадо қоңғузи, Щука, Сазан, Жиңлағуч, Скат белиғи, Ақ тийин.
| Йоруқ | Температура | Нәм | Озуқ | Қисим | Кислород |
| | | | | | |
8-һәрикәт
Критерий варақлири бойичә баһаларни қоюш
| Терминлар сөзләйду | Проблемилиқ соаллар | Санлар сөзләйду | Мейигә һужум | Экологлар сөзләйду | Алимлар сөз | Сәргитиш минути | барлиғи | баһаси |
| 0-5 | 0-3 | 0-5 | 0-2 | 0-3 | 0-5 | 0-3 | 20-26 | 5 |
| | | | | | | | 13-19 | 4 |
| | | | | | | | 6-12 | 3 |
| | | | | | | | 0-5 | 2 |
9-һәрикәт
Оқуғучиларниң дәристин алған тәсәвури
Рефлексия
1. Бүгүн мән билдим…
2. Интайин қизиқ болди…
3. Қийинчилиқ болди…
4. Мән мәхситимгә йәттим…
5. Мән үгәндим…