СДЕЛАЙТЕ СВОИ УРОКИ ЕЩЁ ЭФФЕКТИВНЕЕ, А ЖИЗНЬ СВОБОДНЕЕ

Благодаря готовым учебным материалам для работы в классе и дистанционно

Скидки до 50 % на комплекты
только до

Готовые ключевые этапы урока всегда будут у вас под рукой

Организационный момент

Проверка знаний

Объяснение материала

Закрепление изученного

Итоги урока

Научно-исследовательская работа по уйгурской литературе

Категория: Всем учителям

Нажмите, чтобы узнать подробности

презентация к научному проекту ученика по уйгурской литературе о нравственно-этичеких нормах

Просмотр содержимого документа
«Научно-исследовательская работа по уйгурской литературе»

Илмий-тәтқиқат ишиниң мавзуси: “ М. С. Қәшқәрийниң “ Әдәбус салиһин” әсәридики  әдәп-әхлақ нормилири”   Лингвистикилиқ йөнилиш   Әдәбият секцияси      Сарсенбек Диас Баяндай толуқ әмәс оттура мәктивиниң 8-синип оқуғучиси Баяндай йезиси Әмгәкчиқазақ наһийәси Алмута вилайити 2017-жил Илмий йетәкчиси: Идилова Ревизәм Максумовна уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими Баяндай толуқ әмәс оттура мәктиви

Илмий-тәтқиқат ишиниң мавзуси:

М. С. Қәшқәрийниң

Әдәбус салиһин” әсәридики

әдәп-әхлақ нормилири”

Лингвистикилиқ йөнилиш

Әдәбият секцияси

Сарсенбек Диас

Баяндай толуқ әмәс оттура мәктивиниң

8-синип оқуғучиси

Баяндай йезиси

Әмгәкчиқазақ наһийәси

Алмута вилайити

2017-жил

Илмий йетәкчиси:

Идилова Ревизәм Максумовна

уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими

Баяндай толуқ әмәс оттура мәктиви

АННОТАЦИЯ

Уйғур хәлқиниң әдәп-әхлақ нормилири қедимий заманлардин шәкиллинип, әвлаттин –

әвлатқа йөткилип, давамлишип кәлмәктә. ХVІІІ әсириниң иккинчи йеримида ХІХ әсирниң биринчи

йеримида қәләм тәврәткән язғучи, шаир, тарихчи вә алим Муһәммәт Садиқ Қәшқәрийниң

« Әдәбус салиһин » ( « Яхши әдәпләр » ) әмгиги шу заманниң әхлақ қамуси десәк, мубалиғә болмас.

Шаир әмгигидә пәқәт әхлақ мәсилилирила әмәс, шундақла турмуш-һаятниң мәнаси

болған әдәп һәққидә өзиниң көз қаришини, саламәтликниң һули болған шәхсий гигиена

һәққидә ой-пикирлирини язди. Илмий әмгигимиздә мәзкүр дәвирдә ижат қилған шаирниң

әхлақ нормилири һазирқи күндин күнгә өзгириватқан дәвиргә тоғра келәмду яки кәлмәмду

шуни тәкшүрмәкчи болдуқ. Шундақла М.С. Қәшқәрийниң бәзи бир әдәп-әхлақ нормилирини

изаһлап, өзимизниң көз қаришимизни баян қилип, мәктивимиз оқуғучилириниң әхлақ

нормилириниң лайиһәсини ишләп чиқардуқ.

Илмий әмгәкниң муәммиси: мәктивимиздики оқуғучиларниң, йезимиздики турғунларниң

арисида М.С. Қәшқәрийниң « Әдәбус салиһин » әмгигидики бизниң заманға лайиқ әдәп-әхлақ

нормилирини тәшвиқат қилиш арқилиқ уларниң әхлақий пәзиләтлирини, инсанийлиғини,

йәни өз ара мунасивәт мәдәнийитини тәрбийиләш.

Гипотеза: ХІХ әсирдики М.С. Қәшқәрийниң « Әдәбус салиһин » әсәридә ейтилған әдәп-әхлақ

нормилирини һазирқи заманда қоллинишқа мүмкин.

Илмий-тәтқиқат ә мгигиниң актуаллиғи: хәлқимизниң әсирләр бойи қелиплашқан әдәп-

әхлақ нормилириға заманивий яшлиримиз риайә қилмайду.

Илмий-тәтқиқат ишниң мәхсәтлири: М. Садиқ Қәшқәрийниң « Әдәбус салиһин » әсәридики

бәзи бир әхлақ-әдәп нормилириниң бизниң дәвиргә маслаштуруп қоллиниш;

әдәп-әхлақ арқилиқ яш әвлатниң әхлақий паклиғини шәкилләндүрүп, өзини өзи тәрбийиләшкә

йөнилиш бериш.

Илмий-тәтқиқат ишиниң объектлири:

5-9 – синип оқуғучилири, муәллимләр, мәктәп хизмәтчилири, ата – анилар.

Илмий-тәтқиқат ишини жүргүзүш усуллири:

соалнамә жүргүзүш, байқаш, тәрбийәвий иш-чариләр.

БИЛИМ ТӘРБИЙӘ Инсанни һөрмәтлә Әмгәкчан бол Жүригиңни Өзәңни тони, бил тиңша Ирадәңни Һәқиқәтни сөй чиниқтур Әл Фарабиниң  үч булуңлуқ қамуси Яхшилиқ қил ӘДӘП Билимгә интил Абайниң “Адәм бол!” қамуси

БИЛИМ

ТӘРБИЙӘ

Инсанни

һөрмәтлә

Әмгәкчан бол

Жүригиңни

Өзәңни тони, бил

тиңша

Ирадәңни

Һәқиқәтни сөй

чиниқтур

Әл Фарабиниң

үч булуңлуқ қамуси

Яхшилиқ қил

ӘДӘП

Билимгә интил

Абайниң “Адәм бол!” қамуси

№ Әдәпләр түркүми 1 «Яқ» Бириниң өйигә кәлгәндә риайә қилинидиған әдәпләр һазирқи заманға лайиқму? 2 «Һә-ә» Саламлишиш вақтида риайә қилинидиған әдәпләргә қошуламсиз? 3 Салам беришниң һажити йоқ һаләтләр дурус берилгәнму? 4 Ухлаш алдида риайә қилинидиған әдәпләрни дурус дәп ойламсиз? 5 Кийим кийиштә риайә қилинидиған әдәпләргә қошуламсиз? 6 Йолда маңғанда риайә қилинидиған әдәпләр дурусму? 7 Жәмийәтлик жиғинларда риайә қилинидиған әдәпләргә көз қаришиңиз ижабийму? 8 Жиғинларға қатнашқанда риайә қилинидиған умумий әдәпләр дурус дәп ойламсиз? 9 Ағриқни йоқлашта риайә қилинидиған әдәпләр заманға лайиқму? 10 Тамақланғанда риайә қилинидиған әдәпләр дурус берилгәнму?

Әдәпләр түркүми

1

«Яқ»

Бириниң өйигә кәлгәндә риайә қилинидиған әдәпләр һазирқи заманға лайиқму?

2

«Һә-ә»

Саламлишиш вақтида риайә қилинидиған әдәпләргә қошуламсиз?

3

Салам беришниң һажити йоқ һаләтләр дурус берилгәнму?

4

Ухлаш алдида риайә қилинидиған әдәпләрни дурус дәп ойламсиз?

5

Кийим кийиштә риайә қилинидиған әдәпләргә қошуламсиз?

6

Йолда маңғанда риайә қилинидиған әдәпләр дурусму?

7

Жәмийәтлик жиғинларда риайә қилинидиған әдәпләргә көз қаришиңиз ижабийму?

8

Жиғинларға қатнашқанда риайә қилинидиған умумий әдәпләр дурус дәп ойламсиз?

9

Ағриқни йоқлашта риайә қилинидиған әдәпләр заманға лайиқму?

10

Тамақланғанда риайә қилинидиған әдәпләр дурус берилгәнму?

5-9- синип оқуғучилириниң жавави

5-9- синип оқуғучилириниң жавави

Муәллимләр, ата-анилар, мәктәп хизмәтчилириниң жавави

Муәллимләр, ата-анилар, мәктәп хизмәтчилириниң жавави

«Баяндай мәктиви оқуғучилириниң әдәп-әхлақ нормилири»

1 . Оқуғучи устазлири вә мәктәп оқуғучилири билән «Әссаламу әләйкүм» дәп саламлишиду.

2. Салам бәргәндә алдиримай, сөзләрни ениқ вә иллиқ чирай билән ейтиду.

3. Кичикләр чоңлар билән биринчи болуп саламлишиду.

4. Мәктәпкә меһманлар кәлсә, мәктәп оқуғучилири биринчи болуп салам бериду.

5. Мәктәп новәтчиси меһманниң ким екәнлигини сорап, уни мәмурийәт әзалириниң

бөлмисигә елип бариду.

6. Оқуғучилар мәктәп формисида мәктәпкә келиду. Мәктәп формиси көк рәңдә вә һәр

дайим таза болуши керәк.

7. Оқуғучилар өзиниң ташқи қияпитини һәрқачан таза тутиду.

8. Мәктәп ашханисиға чапан вә бөк кийип кириш мәнъий қилиниду.

9. Ашханиға қоллирини пакизә жуюп кириду. Тамақ вақтида вақирап сөзләш, бир- биригә

ишарәт қилишқа болмайду.

10. Һәрбир оқуғучи өзи тойғидәк тамақ алиду. Озуқ-түлүкни исрап қилмайду.

11. Тамақ йәп болғандин кейин чинә-қачиларни жиғип, қоллирини жуюветиду.

12. Муәллим синипқа киргәндә, һәммә орнидин туруп, униң билән саламлишиду.

13. Дәрис вақтида дәристин сирт ишлар билән мәшғул болмайду.

14. Тәкшүрүш ишлиридин башқа дәрисләрдә оқуғучилар топ бойичә, йәни бир-биригә

үзи билән олтириду.

15. Тәнәпүс вақтида вақираш вә жүгрәш мәнъий қилиниду.

16. Ағрип қалған синипдиши яки муәллимини йоқлап, униң һалидин хәвәрдар болиду.

17. Оқуғучиларға беғишлап өткүзүлидиған жиғинларға кечикмәй, өз вақтида келиду вә

униңдики тәртипни сақлайду.

18. Өзидин чоңларни һәрқачан һөрмәтләп, кичикләргә ғәмхор болиду.

19. Мәктәп мүлкини вә өзиниң әтрапини дайим таза тутиду.

20. Оқуғучилар бир-бири тоғрилиқ яман сөзләрни ейтмайду, инақ яшайду.

 М. С. Қәшқәрий уйғур классик әдәбиятиниң тәрәққиятиға чоң төһпиләрни қошқан язғучи, шаир, тарихчи вә алимдур. Әдипниң « Әдәбус салиһин » әсәри бойичә илмий тәтқиқат ишимизни йәкүнләп, төвәндики хуласиләргә кәлдуқ: М. С. Қәшқәрийниң « Әдәбус салиһин » әсәридики әхлақ-әдәп нормилирида ислам диниға аит әдәпләр бесимирақ екәнлиги байқалди. Униң сәвәви, шаир өз заманиниң сабиқ вәкиллириниң бири болған, йәни диний мәктәп-мәдрисиләрдә паалийәт  жүргүзгән диндар киши еди. Шаир әмгигидә пәқәт әдәп-әхлақ мәсилисила әмәс, шундақла шәхсий гигиениға  риайә қилиш әдәплири учришиду. Алимниң әдәп-әхлақ нормилириниң  ичидә вақитниң өтүшигә вә жәмийәтниң өзгиришигә бола конириған әдәп нормилири бар.  Мәсилән: мусулман кишигә капирлар билән  саламлишиш мәнъий қилиниду дегән пикри  бизниң дәвиргә ят пикир. Әрләрниң қизил  яки сериқ рәңләрдә кийим кийишкә болмайду  дегән әдәп нормисиму ХХІ әсирдә  яшаватқанлар үчүн лайиқ әмәстур.

М. С. Қәшқәрий уйғур классик әдәбиятиниң тәрәққиятиға чоң төһпиләрни қошқан язғучи, шаир, тарихчи вә алимдур. Әдипниң « Әдәбус салиһин » әсәри бойичә илмий тәтқиқат ишимизни йәкүнләп, төвәндики хуласиләргә кәлдуқ:

  • М. С. Қәшқәрийниң « Әдәбус салиһин » әсәридики әхлақ-әдәп нормилирида ислам диниға аит әдәпләр бесимирақ екәнлиги байқалди. Униң сәвәви, шаир өз заманиниң сабиқ вәкиллириниң бири болған, йәни диний мәктәп-мәдрисиләрдә паалийәт жүргүзгән диндар киши еди.
  • Шаир әмгигидә пәқәт әдәп-әхлақ мәсилисила әмәс, шундақла шәхсий гигиениға риайә қилиш әдәплири учришиду.
  • Алимниң әдәп-әхлақ нормилириниң ичидә вақитниң өтүшигә вә жәмийәтниң өзгиришигә бола конириған әдәп нормилири бар. Мәсилән: мусулман кишигә капирлар билән саламлишиш мәнъий қилиниду дегән пикри бизниң дәвиргә ят пикир. Әрләрниң қизил яки сериқ рәңләрдә кийим кийишкә болмайду дегән әдәп нормисиму ХХІ әсирдә яшаватқанлар үчүн лайиқ әмәстур.
Әдипниң әсәридә аялларға қариғанда, әрләргә бағлиқ әдәпләр нурғун. « Әдәбус салиһин » әсәри икки әсирдин ошуқ вақит илгири йезилған болсиму, һазирқи заманда униң әһмийити зор. Мәзкүр әсәрдә көтирилгән бәзи бир әдәп- әхлақ мәсилилири бүгүнки таңдиму өзиниң актуаллиғини йоқатмиди. « Әдәбус салиһин » һазирму яшларни тәрбийиләштә интайин пайдилиқ мәнбә болуп хизмәт қилиду. М. С. Қәшқәрийниң « Әдәбус салиһин » әмгигидә тәсвирләнгән адәмләр арисидики мунасивәтләр нормиси –әдәплик вә әхлақий инсанни тәрбийиләш мәктивидур.  Шаир әсәри һәққидә ейтқанда, биз В. Г. Белинскийниң  тәлимини дайим әстә тутишимиз лазим, йәни « мерилом величия поэта принимается не акт творчества, а идея ... »   дегән еди у.
  • Әдипниң әсәридә аялларға қариғанда, әрләргә бағлиқ әдәпләр нурғун.
  • « Әдәбус салиһин » әсәри икки әсирдин ошуқ вақит илгири йезилған болсиму, һазирқи заманда униң әһмийити зор.
  • Мәзкүр әсәрдә көтирилгән бәзи бир әдәп- әхлақ мәсилилири бүгүнки таңдиму өзиниң актуаллиғини йоқатмиди.
  • « Әдәбус салиһин » һазирму яшларни тәрбийиләштә интайин пайдилиқ мәнбә болуп хизмәт қилиду.
  • М. С. Қәшқәрийниң « Әдәбус салиһин » әмгигидә тәсвирләнгән адәмләр арисидики мунасивәтләр нормиси –әдәплик вә әхлақий инсанни тәрбийиләш мәктивидур.
  • Шаир әсәри һәққидә ейтқанда, биз В. Г. Белинскийниң

тәлимини дайим әстә тутишимиз лазим, йәни « мерилом

величия поэта принимается не акт творчества, а идея ... »

дегән еди у.

 ДИҚҚИТИҢЛАРҒА РӘХМӘТ

ДИҚҚИТИҢЛАРҒА

РӘХМӘТ